Лю шавбониң адвукати лю шавбониң қоюветилишидин үмид азлиқини билдүргән
Мухбиримиз җумә
2010.10.09
2010.10.09
Чүнки нобел мукапатиға алақидар хәвәрләр, хитай мәтбуатлири вә торбәтлиридә чәкләнгән. Лю шавбо җаза муддитини өтәватқан түрмә әтрапидики йолларму сақчилар тәрипидин қамал қилинған.
Мәзкур адвокат, мукапат хәвири елан қилинғандин кейин, хитай һөкүмитиниң лю шавбоға тутуватқан позитсийисидә һечқандақ бир юмшаш яки чекиниш көрүлмигәнликини, шуңа лю шавбониң дәрһал қоюветилишидин һазирчә үмид йоқлуқини билдүргән.