Америка җүмә күни һавай арилида русийә вә һиндистанму қатнаштурулған дунядики әң чоң деңиз армийә маневириға саһибханилиқ қилишқа башлиди
2012.06.30
“тинч окян қири” намлиқ бу маневирға юқириқи дөләтләрдин башқа японийә, австралийә, франсийә, чили, туңгу, тайланд, һиндонезийә, малайшия, әнгилийә, мексика, корийә, канада, сингапор, вә америка қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән 42 уруш парахоти 200 айропилан қатнаштурулған. Хитай тәклип қилмиған.
Бу маневир 1971 - йилидин башлап елип бериливатқан болуп бу йилқиси 23 - нөвәтлик маневир болуп һесаблиниду.
Бу нөвәтлик маневирға русийә, һиндистан, филиппин, йеңи зелландийә, норвегийә вә туңгу қатарлиқлар тунҗи қетим тәклип қилинған.
Америка тинч окян деңиз армийә флотиниң командири селил һаней маневир һәққидә тохтилип: бу маневир идийиси охшаш дөләтләрни вәқә чиққанда бирликтә һәрикәт қилиш пурсити билән тәминләйду, дегән.
Маневир 8 - айниң 3 - күни ахирлишиду.