Хитай даирилири уйғур елидә мәдәнийәт вә үн-син базириға қарита кәң көләмлик тазилаш һәрикити қозғиған
2010.12.03
Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийиниң илгири сүрүшигә, ақчи наһийисидә 11- айниң оттурилиридин башлап елип берилған "қаттиқ зәрбә бериш" һәрикитидә 100 гә йеқин адәм даириләр тәрипидин тутқун қилинип, бир қисими қоюп берилгән болсиму, лекин йәнә бир қисими җәриманә төләп аилисигә қайтурулған вә уларниң ичидин 20 нәччә адәм қолға елинған.
Буниңдин сирт или, қәшқәр қатарлиқ җайларда уйғур мәдәнийәт, үн-син вә нәшрият базириға қарита елип берилған тазилаш һәрикитидә нурғун китаб вә v c d өзүки мусадирә қилинған. Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, ғулҗида көп қисими уйғур тилидики 20 миңдин артуқ v c d өзүки мусадирә қилинғанлиқини билдүрди. Униң әскәртишичә, или областлиқ аманлиқ қоғдаш әтрити 3 уйғурни чәтәлдики дүшмән күчләрниң тәшвиқат буюмлирини қанунсиз сақлиған вә көчүргән, дегән сәвәб билән әйибләнгән. 4 Киши қанунсиз диний буюмларни сақлаш вә көчүрүш билән әйиблинип рәсмий қолға елинған.
Дилшат ришит, қәшқәрдә уйғурлар ачидиған бир қисим китапханиларниң даириләр тәрипидин тақиветилгәнликини, йәркәнт наһийисидә бир басмиханиниң пичәтләнгәнликини билдүрди. Шуниң билән биргә җ х даириләр йәнә басмихана, китабхана вә үн-син дукини қатарлиқ мәдәнийәт сода саһәсидин қандақ әсәрләрни базарға селиш, қандақ әсәрләрни базарға салмаслиқ һәққидә мәсулийәтнамә имзалашни тәләп қилған. Дилшат ришит, хитай даирилириниң мәзкур һәрикитини әйибләп, "бу қилмишлардин хитай даирилириниң уйғур или вәзийитини юмшитиш вә яхшилаш җәһәттики вәдилиридә һечқандақ сәмимийәтлик йоқлиқи намайән болмақта," дәп көрсәтти.