' Үч буға ' ниң баш мудири меламин вәқәсидә гунаһкарлиқини қобул қилди
Мухбиримиз әркин
2008.12.31
2008.12.31
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, тйән венхуа "үч буға" мәһсулатлирида мәсилә барлиқини 2008 - йили майда тәкшүрүшкә башлиғанлиқини, лекин бу ишни 8 - айға қәдәр даириләргә мәлум қилмиғанлиқини иқрар қилған. Хәвәрдә, сахта вә өлчәмгә тошмайдиған сүпәтсиз мәһсулат ишләпчиқириш вә базарға селиш билән әйибләнгән тйән венхуаниң өз гунаһини үстигә алғанлиқи билдүрүлгән.
Тйән венхуа билән тәң йәнә, ширкәтниң 3 нәпәр юқириқи дәриҗилик мәсули сотланған болуп, " үч буға"ниң муавин баш мудири ваң йүйляңни өз ичигә алған бу кишиләр охшаш җинайәт билән әйибләнгән.
"Җуңго" гезити бу һәқтики хәвиридә, әгәр тйән венхуа қатарлиқларниң җинайити муқимлашса өлүм җазасиға һөкүм қилинидиғанлиқини билдүрди. Буниң алдида хитай сәһийә министирлики меламин вәқәсидә зиянға учриғучиларға бир милярд йүз милйон йүән төләм төләшни буйриған иди. Лекин бәзи аилиләр төләм пулини аз көрүп, төләмни көпәйтиш тоғрисида әрз бәргән.
Тйән венхуа қатарлиқлар сот мәһкимисигә чақирилиштин бурун шиҗяҗуаңдики сот меламин вәқәси билән мунасивәтлик 17 кишини сотлиған иди. Шиҗяҗуаңда сот ечиливатқан бир мәзгилдә дөләтлик сүпәт вә өлчәм тәкшүрүш идариси сәйшәнбә күни хитайниң мәмликәт ичи вә топ тарқитиш базирида сетилидиған пластик қошуқ, пичақ, чока вә ариларға меламин қошулғанлиқини, әгәр бу қизиса зәһәрлик болидиғанлиқини елан қилған.