Хитайниң уйғур аптоном райони хәлқ қурултийи 'милләтләр иттипақлиқи қануни'ни мақуллиди

Хитайниң уйғур аптоном райони хәлқ қурултийи "милләтләр иттипақлиқи қануни"ни мақуллап, милләтләр мунасивитигә пайдисиз гәп - сөз қилғучиларни җинайәтчи сүпитидә җазалайдиғанлиқини бекитти.
Мухбиримиз әркин
2009.12.31

Уйғур аптоном райони хәлқ қурултийи чаршәнбә күни ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, "шинҗаң уйғур аптоном райони милләтләр иттипақлиқи тәрбийиси низами"ниң мақулланғанлиқини елан қилди.

Мәзкур низамда, һәр қандақ орган вә шәхсниң милләтләр иттипақлиқиға пайдисиз гәп - сөзләрни қилиши, тарқитиши, топлиши, тәминлиши, бесиши, елан қилиши яки милләтләр иттипақлиқиға пайдисиз учурларни тарқитиши чәкләнгән. Шуниңдәк юқириқи қаидигә хилаплиқ қилғучиларниң аманлиқ башқуруш қаидисигә асасән бир тәрәп қилинидиғанлиқи, җинайәт шәкилләндүргән, дәп қаралғанларниң җинайи җавабкарлиқи сүрүштүрүлидиғанлиқи билдүрүлгән.

Мәзкур қанунниң дәсләпки нусхиси 2009 ‏- йили 6 ‏- айда хәлқ қурултийиниң тәстиқиға тапшурулған. Лекин үрүмчидә йүз бәргән 5" ‏- июл вәқәси"дин кейин даириләр мәзкур қанунға түзүтиш киргүзүп, қурултайниң тәстиқиға қайта йоллиған иди. Анализчилар, мәзкур қанунниң асаси роһиниң асаслиқи уйғурларни нишан қилғанлиқини, чүнки бу қанунда "милли бөлгүнчилик шинҗаң җәмийитиниң муқимлиқиға тәһдит салидиған асаси хәвптур. Милли бөлгүнчиликкә қарши туруш, милләтләр иттипақлиқи вә вәтәнниң бирликини қоғдаш пуқраларниң вәзиписи" дейилгәнликини әскәртмәктә.

Мәзкур низамни тәнқид қилғучилар, бу қанунда тунҗи қетим кишиләрниң гәп - сөзи җинайәт катигорийисигә киргүзүлгәнликини, адәттики гәп - сөзидә вәзийәткә наразилиқини ипадилигүчиләрни җазалаш асанлашқанлиқини, низамнамидә қандақ сөзләрниң милләтләр иттипақлиқиға пайдисз сөз икәнликиниң чәк - чегриси ениқ айрилмиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.