Аталмиш йәрлик дәрслик'милләтләр иттипақлиқи' нәшр қилинди
Мухбиримиз җүмә
2009.08.15
2009.08.15
Мәзкур дәрслик "5 - июл вәқәси" дин кейин пиланланған болуп, уйғур елидики оттура башланғуч мәктәп оқуғучилири үчүн қоллинилидикән.
Дәрсликкә, йәрлик коммунист һакимийити тәкитләп келиватқан, милләтләр иттипақлиқи тәрбийиси вә марксизмлиқ "бәш қараш" ( дөләт, милләт, дин, тарих вә мәдәнийәт қариши) сиңдүрүлгән болуп, оқуғучиларда вәтәнпәрвәрлик туйғуси вә милләтләр иттипақлиқ еңини йетилдүрүш мәқсәт қилинидикән. Бу дәрслик уйғур, хитай, қазақ, қирғиз тиллирида нәшр қилинған.
Алақидар уйғур мутәхәссисләрниң қаришичә, йәрлик хитай маарип тармақлириниң бунчә қисқа муддәттә бир йүрүш дәрсликни пиланлап нәшр қилиши, уларниң сиясиға маарипни нәқәдәр беқиндурғанлиқи вә дәрслик түзүштә оқутуш қанунийәтлирини қанчилик пайхан қилғанлиқини көрситидикән.
Мутәхәссисләр йәнә, мәзкур дәрсликниң моңғулчә нәшириниң болмаслиқи, йәрлик коммунист һакимийитиниң маарипни хитайчилаштуруш сиясити нәтиҗисидә, уйғур елидики моңғул маарипиниң толуқ хитайчилишип болғанлиқиниң аламитикән.