Уйғур районида суний милләтләр иттипақи тәшвиқати елип берилмақта
Мухбиримиз ирадә
2010.10.21
2010.10.21
Игилинишичә, филимниң мәзмуни хитай һөкүмити районда тәшвиқ қилип келиватқан милләтләр иттипақлиқи сиясити билән мунасивәтлик болуп, филимдә "шинҗаң" қурулған дәсләпки мәзгилләрдә уйғур, хәнзу, қазақ, моңғул қатарлиқ милләтләрниң бир чоң қорода инақ - иҗил, өз - ара ярдәм беришип бирликтә яшиғанлиқидәк мәнзирә баян қилинған. Тәңритағ тори бу филимниң "бир милләтләр иттипақлиқи қәсидиси" икәнликини илгири сүргән.
5 - Июл вәқәсидин кейин хитай даирилири уйғур районида милләтләр иттипақлиқи тәрбийисини һәссиләп ашурған болсиму, әмма радиомизға кәлгән инкаслар бу хил тәшвиқатниң әксичә, уйғурлар билән хитайлар арисидики җиддийликниң һелиһәм пәсәймигәнликини көрситип бәргән иди.
Бу ноқтидин қариғанда, хитай даирилириниң үрүмчи вәқәсидин кейин уйғур районида барлиққа кәлгән җиддий вәзийәтни оңшаш үчүн түрлүк тәшвиқат вастилирини ишқа селиватқанлиқи, " үрүмчи" филиминиңму дәл хитай даирилири йолға қоюватқан суний тәшвиқатниң бири икәнлики мәлум болмақта.