Хитай мунасивәтлик даирилири уйғур елидә миллий тил - йезиқтики нәшриятларни тәртипкә салмақчи
Мухбиримиз җүмә
2010.08.02
2010.08.02
Қурулуш җәрянида қәшқәр уйғур нәшрияти, шинҗаң пән - техника нәшрияти, или хәлқ нәшрияти, қизилсу қирғиз нәшрияти, шинҗаң сәһийә нәшрияти вә шинҗаң ун - син нәшрияти тәртипкә селинидикән.
Хәвәрдә мәзкур мәбләғниң миллий тил - йезиқтики нәшр базилирини қуруп, "аз санлиқ милләт аммиси" яхши көридиған нәшр әпкарлирини көпәйтишкә ишлитилидиғанлиқи илгири сүрүлгән.
Дуня уйғур қурултийи баянчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, уйғур елидә уйғур тилиниң ишлитиш көлими барғанчә тарайтиливатқан нөвәттики шараитта, хитай һөкүмитиниң бу хилдики сиясәтни йолға қоюши әҗәблинәрлик икән.
Униң қаришичә, хитай һөкүмити бу арқилиқ биринчидин, миллий тил - йезиқтики нәшр буюмлирини контрол қилиш мәқситигә йәтсә, иккинчидин, бу нәшриятларға болған башқурушни күчәйтип, уйғур ели хәлқниң пикри әркинликини техиму чәкләш мәқситигә йетишни көзлигән болуши мумкин икән.