Моңғулийидә әнәниви челишчилиқ вә диний етиқат әвҗ алмақта

Буниңдин 18 йил бурун, моңғулийидә коммунизм түзүми гумран болғандин кейин, иқтисадий вә әхлақи җәһәттә қалаймиқанчилиқ чиққан, бу бошлуқни әнәниви адәт вә диний етиқат толдурған.
Мухбиримиз вәли
2009.02.06

Б б с мухбири робертниң баян қилишичә, моңғул батури образиниң орниға дәсситилгән славиян батуриниң һәйкили, йәни совет иттипақи дәвридики сотсиялизмниң динсизлиқ символи болған бир чоң һәйкәл һазирму уланбатур шәһириниң җәнубидики тағда техичә көрүнүп туриду. Әмма униң тәсири аллиқачан йоқалған.

Хәвәрдә ейтилишичә, моңғуллар милади 16 ‏ - әсирдин башлап 20 - әсирдә коммунизм киргичә, пүтүнләй лама диниға етиқат қилип кәлгән иди. Бата исимлик бир чарвичи уланбатур яйлақлиридики бир чедирда туруп б б с мухбириға сөзләп беришичә, моңғулийидә коммунизм гумран болғандин кейин, нахша - усулға амрақ моңғулларда, азап - оқубәткә чидашқа риғбәтләндүридиған будда динидин ваз кечип, християн диниға кириш әвҗ елишқа башлиған. Моңғулларда һазир будда диниму, християн диниму мәвҗут, бу һәр икки дин моңғулийидә коммунизм әхләтлирини тазилашта интайин муһим рол ойниған.

Бундақ шараитта, батурлуқни ипадиләйдиған әнәниви челишчилиқ техиму әвҗ алған. Һазир әнәниви байрам кәлсила, моңғулчә челишиш мусабиқиси болидикән вә моңғулчә нағра, сунай билән ғәрбчә гитар тәңкәш қилинип, сәкримә усул билән толғима усул тәң ойнилидикән.
 

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.