Москвада 2 йәрдә партлитиш вәқәси йүз бәрди
Мухбиримиз ирадә
2010.03.29
2010.03.29
Игилинишичә, биринчи қетимлиқ партлаш дүшәнбә күни әтигән саәт 7:56 минут өткәндә шәһәрниң мәркизигә йеқин болған лубянка бекитидә йүз бәргән болуп, 24 киши қаза қилған. Аридин 40 минут өткәндин кейин парк култури метро бекитидә йүз бәргән иккинчи қетимлиқ партлашта болса 14 киши һаятидин айрилған.
Б б с'ниң хәвәр қилишичә, гәрчә һазирғичә бирәр тәшкилат техи бу вәқәниң мәсулийитини өз үстигә алмиған болсиму, әмма русийә ички истихбарат тәшкилати FSB бу террор һуҗумини шималий кавказийидики милитаристлар қилған болуши мумкинликини илгири сүрди. Чүнки русийә даирилири йеқинда бу исянчи милитаристларға қарита һәрбий һәрикәт елип бериватқан болуп, февралда ингушийидики һәрбий һәрикәтләрдә 20 дин артуқ миллитаристни тазилиғанлиқини елан қилған иди.
Кейинки йилларда шималий кавказийидики русийә федератсийисигә қарашлиқ болған чечәнистан, ингушийә вә дағистан қатарлиқ аптоном җумһурийәтләрдә өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗум вәқәлириниң сани ешип қалған болуп, русийә даирилирини нишан қилған бу хил һуҗумлар һөкүмәтни қаттиқ биарам қиливатқан иди.
Районниң вәзийитини йеқиндин тәқиб қиливатқан көзәткүчиләр болса, русийә иқтисадиниң артип беришиниң әксичә, бу районларниң иқтисадий әһвалиниң начар болуши, кишиләрниң ишсиз болуши қатарлиқ бир қатар иҗтимаий сәвәбләр түпәйли яшларниң исламчи қораллиқ күчләргә әгишиватқанлиқини илгири сүрмәктә. Кейинки йилларда бу районларда милитарист һәрикәтләрму күчләнгән иди.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, москва метроси 2004 - йилиму икки қетим бомба һуҗумиға учриған болуп, әйни вақитта вәқәни чечән милитаристлириниң пәйда қилғанлиқи илгири сүрүлгән иди.