Үрүмчи шәһири дунядики муһити әң еғир булғанған он шәһәр арисиға киргүзүлди

Үрүмчи шәһири дунядики муһити әң еғир булғанған он шәһәрниң бири қатариға киргүзүлгән.
Мухбиримиз ирадә
2013.01.15

Уйғур биз ториниң хәвәр қилишичә, дүшәнбә күни асия тәрәққият банкиси вә хитайдики чиңхуа университети бирликтә “хитай хәлқ җумһурийити дөләт муһит анализи” темисида бир парчә доклат елан қилған болуп, доклатта дунядики муһити әң еғир булғанған 10 шәһәр бәлгиләп чиқилған. Бу он шәһәргә хитайдики 7 шәһәр киргүзүлгән болуп, үрүмчи шәһириму униң ичидә икән.

Бу он шәһәр милан шәһири, мексика шәһири, теһран шәһири вә хитайдики бейҗиң, ләнҗу, чуңчиң, җинән, шиҗяҗуаң, тәййүән вә үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрни өз ичигә алиду.

Доклаттин қариғанда, хитайдики чоң-кичик 500 шәһәрниң аран бир пирсәнтила дуня сәһийә тәшкилати бекиткән һава өлчимигә йәткән болуп, доклатта хитайдики муһит кризисиниң башқа һәрқандақ дөләттин мурәккәплики әскәртилгән.

Үрүмчи шәһири бир қанчә йилдин бери үрүмчиниң ис-түтәккә толған һавасини оңлаш үчүн мәбләғ аҗритип, бир қисим көмүр йеқилғу қилинидиған пар очақлирини печәтләш, завутларни рәткә селишқа охшаш тәдбирләрни елиш арқилиқ, бәзи иҗабий нәтиҗиләргә еришкән болсиму, әмма юқиридики доклат нәтиҗисидин буниң йәнила йетәрлик болмиғанлиқи, үрүмчи хәлқиниң саламәтликиниң еғир тәһдит астида икәнлики мәлум болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.