Шималий корийә "муқәддәс уруш" қа тәйяр икәнликини билдүрди

Шималий корийә мудапиә министири ким юң чүн бүгүн қилған сөзидә, шималий корийиниң ядро бомбилири арқилиқ бир мәйдан "муқәддәс уруш" қа тәйяр икәнликини билдүрди.
Мухбиримиз ирадә
2010.12.23

Б б с ниң хәвәр қилишичә, ким юң чүн сөзидә җәнубий корийиниң чеграда интайин йеқин җайларда уруш маневири елип бериватқанлиқини, буниң шималий корийигә җәң елан қилиш болуп һесаблинидиғанлиқини ейтқан.

Җәнубий корийә һазир шималниң чеграсиға 20 километир келидиған районда бу йил ичидики 48- қетимлиқ шундақла тарихидики әң зор бир қетимлиқ һәрбий маневирини елип бармақта. Гәрчә шималий корийә тәрәп илгирики баянатлирида буни бир иғвагәрчилик дәп атиған болсиму, әмма униңға қайтурма зәрбә беридиғанлиқини тилға алмиған иди.

Икки корийә арисидики вәзийәт ноябирда шималий корийиниң җәнубий корийиниң арилини топқа тутуп, 4 кишиниң өлүмигә сәвәб болуши билән техиму кәскинлишип кәткән. Җәнубий корийә дөләт башлиқи шималий корийә әгәр охшаш әһвални қайта садир қилса, җәнубий корийиниң буниңға рәһимсизләрчә җаваб қайтуридиғанлиқини билдүргән иди.

Бүгүн хитай ташқи ишлар министирлиқи икки корийини өзини бесивелишқа, мәсилини тинч йол билән һәл қилишқа чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.