Мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти явропа бирликиниң бейҗиңдики мәсул хадимлири билән көрүшкән
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.09.28
2010.09.28
Илһам тохти, сөһбәт давамида мәсул хадимларға уйғурларниң нөвәттики вәзийити, җүмлидин кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә мәлумат бәргән. У йәнә, уйғур аяллириниң һәқ - һоқуқи мәсилиси билән ахбаратчиларниң җазалиниш мәсилиси һәққидә нуқтилиқ тохталған. Сөһбәт давамида 15 йил кесилгән журналист ғәйрәт ниязниң әһвалиму тилға елинған.
Өткән һәптә, явропа бирликиниң бейҗиңда турушлуқ иш беҗириш орнидики сода ишлири вәкили, келәр һәптә явропада ечилидиған яврупа - хитай сөһбитидә, явропа тәрәпниң кишилик һоқуқ мәсилисидә алаһидә чиң туридиғанлиқини билдүргән.
Бу вәкил сөзидә, хитайда иқтисад көрүнәрлик дәриҗидә тәрәққий қилған болсиму, кишилик һоқуқ вәзийитиниң буниңға мас һалда илгирилийәлмигәнликини әскәрткән. У йәнә, бу қетимқи йиғинда хитайниң қанун дөлитидә болушқа тегишлик шәртләрни қайси дәриҗидә орунлиғанлиқи һәққидиму сөһбәт елип берилидиғанлиқини билдүргән.