Мухбирларни қоғдаш комитети хитайда чәтәллик мухбирларға қаритилған чәклимиләрниң еғирлашқанлиқини билдүрди
2013.02.14
“мәтбуатларға қаритилған һуҗум” намлиқ бу доклатта, өткән йили хитай һөкүмәт даирилириниң әлҗирә телевизийисиниң хитайда турушлуқ мухбириниң визасини узартишни рәт қилип, уни хитайдин айрилишқа мәҗбурлиғанлиқи; әма кишилик һоқуқ актипи чен гуаңчең бейҗиңдики дохтурханидики мәзгилидә уни зиярәт қилған он нәччә чәтәллик мухбирниң сақчиларниң сорақ қилишиға учрап, иккийләнниң мухбирлиқ кинишкиси тартивелинғанлиқи, хитай әмәлдарлириниң мал-мүлки һәққидә хәвәр бәргән ню-йорк вақти гезитиниң хитайчә тор бекитиниң буйруқ билән тақиветилгәнлики қатарлиқ вәқәләр мисалға елинип, хитайдики чәтәллик мухбирларниң әһвалиниң барғанчә яманлишиватқанлиқи илгири сүрүлди.
Хитай хәлқарада пуқраларниң пикир әркинлики һәм мәтбуат әркинлики боғулған дөләт дәп қарилип келиватқан дөләтләрниң бири болуп, кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин давамлиқ тәнқидкә учрап кәлмәктә.