Сүрийидики бир қисим намайишчилар қораллинишқа башлиди

Б д т ниң икки һәптиниң алдидики баянатида билдүрүшичә, бу йил март ейиниң оттурилири башланған сүрийидики намайишларда, җәмий 2700 киши өлгән.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.09.30

Йеқинқи мәлуматлардин қариғанда, тинчлиқ йолидин үмидсизләнгән бир туркүм намайишчилар қораллиқ қаршилиқ үчүн тәйярлиққа өткән вә бәзи җайларда қораллиқ гуруппиларму шәкилләнгән. Сүрийә һөкүмити мәзкур гуруппиларни террорчи дәп әйибләп, бастуруш үчүн һәрикәткә өткән.

Америка авази радиосиниң хәвиридә билдүрүшичә, сүрийә армийиси бүгүн растан шәһиридә аталмиш террорчиларға қарши һәрикәт елип барғанда қораллиқ қаршилиққа дуч келип 7 нәпәр әскәр өлгән.

Сүрийә һөкүмити нөвәттә америкини сөрийидики намайишчиларни зораванлиққа күшкүртүватиду дәп әйиблимәктә.

Америкиниң сүрийидики баш әлчиси роберт форт түнүгүн намайишчиларниң мөтидил йолдики рәһбири һасан абдиләзим билән көрүшүшкә кетиватқанда, кочида бир түркүм һөкүмәт тәрапдари кишиләрниң һуҗумиға учриған.

Һуҗумда баш әлчиниң аптомобилиға таш вә пәмидурлар етилған. Б д т бихәтәрлик кеңиши сүрийигә қоллинидиған җаза лайиһиси үстидә музакирә елип бериватқан бу пурсәттә, сүрийидики бир түркүм өктичиләр, сүрийидики вәқәгә ташқи күчләрниң һазирчә арилишишини халимайдиғанлиқини билдүргән.

Ливийидики өктичиләрму дәсләпки мәзгилдә ташқи күчниң арилишишини рәт қилған, ахирида нато қисимлириниң ярдими билән һакимийәтни қолға алған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.