Нато бүгүн казафийниң алий бинасини бомбилиди
Мухбиримиз вәли
2011.04.25
2011.04.25
Натониң брусселдики баянатчисиниң ейтишичә, бүгүн нато һавадин һуҗум қилған бу сарай, казафий һакимийитиниң бәлгиси, казафийниң һәшәмәтлик меһманлирини күтидиған алий сарийи вә хәлққә қарши уруш пиланлаватқан җай.
Ливийә бихәтәрлик тармақлириниң инкасиға қариғанда, натониң бүгүнки һуҗуми, казафий қисимлириниң һәптә ахирида мистара шәһиригә һуҗум қилип 32 адәмни өлтүргәнликигә, униңдин башқа йәнә, ливийиниң ғәрби тәрипидики аббад дегән йәнә бир шәһиридики икки мәктәпкә һуҗум қилип, чоң қанлиқ вәқә пәйда қилғанлиқиға қарита қозғиған қайтурма һуҗум.
Нато қисимлири баб әл әзизийә сарийиға һуҗум қилғанда, аран төт адәм йеник яриланған, у вақитта казафий бу сарайда йоқ.