Шималий атлантик окян әһди тәшкилати сомали деңиз қарақчилириға зәрбә бәрди

Узундин буян һинди окян районида зорлуқ - зомбулуқ қилип, 280 дин артуқ матросни гөрүгә еливалған вә 15 тин артуқ парахотни булиған сомали деңиз қарақчилиқи өткән һәптидә америка парахотиға һуҗум қилғандин буян бир қатар зәрбиләргә учриди.
Мухбиримиз үмидвар
2009.04.19

Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, шималий атлантик окян әһди тәшкилатиму сомали деңиз қарақчилирини йоқитиш һәрбий һәрикити қозғиған болуп, шәнбә күни натониң тик учар айропиланлири норвегийиниң бир май тошуғучи парахотини булашқа урунған сомали деңиз қарақчилириға һуҗум қилип, уларни мәғлубийәткә учратқан шуниңдәк йәнә канаданиң бир һәрбий парахоти деңиз қарақчилириниң парахотини қоғлап йүрүп, уларни қолға чүшүргән болсиму,әмма канада тәрәп буларни қоюп беришкә мәҗбур болған, чүнки канаданиң бу җайда мәзкур кишиләрни сотлаш вә җазалаш һоқуқи йоқ икән.

Нөвәттә, сомали деңиз қарақчилириға зәрбә бериш һәрикитидә америка қошунлириму актип һәрикәт қилмақта. Һазир хитайда зиярәттә болуватқан америка деңиз армийә генерали хитай деңиз армийисиниң сомали қарақчилириға зәрбә бериштә америка билән һәмкарлашқанлиқини махтиған.

Шәнбә күни йәнә голландийә деңиз күчлири қарақчилар қолидин 20 дин артуқ матросни қутулдурған.



Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.