Астана һазирғичә назарбайефниң кесили һәққидә мәлумат тарқатмиди

71 яшлиқ қазақистан президенти нурсултан назарбайеф 11-июл күни қисқа дәм елишқа чиққандин кейин, 19-июл күни униң германийидики һамбург дохтурханисида оператсийә қилинғанлиқи һәққидә хәвәр тарқалған иди.
Мухбиримиз үмидвар
2011.07.24

Астана даирилири бу һәқтә һечқандақ учур вә яки изаһат бәрмигән шуниңдәк йәнә таки бүгүнгичә астана даирилири назарбайефниң қандақ кесәл билән оператсийә қилинғанлиқи вә яки башқа мунасивәтлик мәсилиләр һәққидә сүкүт қилиш чариси қолланған.

Азадлиқ радиосиниң қазақ шөбисиниң хәвәр қилишичә, бу әһвал оттура асия анализчилири вә қазақистан җамаитиниң диққитини қозғиған һәмдә бу һәқтә түрлүк пәрәзләр мәйданға чиққан.

Назарбайефниң германийидә туюқсиз оператсийә қилинғанлиқи һәққидә франсийә агентлиқи хәвәр тарқатқан.

19-Июл күни назарбайефниң сабиқ күйоғли, һазир австрийидә сиясий панаһлиқта туруватқан раһәт алийеф өз шәхсий блогида назарбайефниң еғир кесәлгә гириптар болғанлиқи һәққидә диагноз қоюлғанлиқини елан қилған.

Раһәт алийеф қазақистан һөкүмити тәрипидин җинайәт билән әйиблинип, австрийә һөкүмитидин изчил түрдә қазақистанға қайтуруп бериш тәләп қилинған шәхс иди.

Азадлиқниң хәвәр қилишичә, назарбайеф дохтурханидин чиқип, 21-июл күни астанада иқтисадий тәрәққият мәсилисигә аит бир йиғинни ачқан болсиму, әмма һазирғичә астана назарбайефниң саламәтлик әһвали һәққидә рәсмий учур тарқатмиди.

Нурсултан назарбайеф 20 йилдин артуқ вақит қазақистанни идарә қилмақта, бу йил 4-айда йәнә қайтидин президентлиққа сайланди һәмдә бу өктичи күчләр арисида наразилиқларни қозғиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.