Хитай уйғур районидики нефит туруба йолиниң бихәтәрликидин қаттиқ әндишә қилмақта
2012.12.31
Мәзкур хәвәрдә хитайниң қазақистандин бу йил импорт қилған омуми нефит миқдариниң 50милйон тоннидин ашқанлиқи баян қилинғандин кейин, бу нефит тошулуватқан туруба йолиниң қазақистанниң натасу базиридин башлинип уйғур райониниң алатав чегра еғизидин өтүп майтағ нефит мәркизигә тутишидиғанлиқи вә буниң 1200 километирлиқ мусапә икәнлики әскәртилгән.
Хәвәрдә алатав еғизи таможнисиниң бихәтәрлик хизмити мәсулиниң сөзлири нәқил елинип, нөвәттә мәзкур туруба йоли бихәтәрликиниң қаттиқ тәкшүрүлүп турулуватқанлиқи, бу җәһәттики бихәтәрликкә қилчиму бипәрвалиқ қилишқа болмайдиғанлиқи тәкитләнгән; әмма хәвәрдә бу хил бихәтәрлик сәзгүрлүкиниң қачандин башлап вә немә сәвәбтин күчәйгәнлики тилға елинмиған.
Уйғур көзәткүчиләрниң пәрәз қилишичә, йеқинда хотәндә йүз бәргән айропилан булашқа урунуш вәқәси вә қағилиқта йүз бәргән һәрбий газармиға мотсиклитлиқ һуҗум қилиш вәқәси қатарлиқ зор вәқәләр хитай даирилириниң мәзкур бихәтәрлик саһәсигә қаттиқ диққәт қилишиға сәвәб болған болуши мумкин.
Буниңдин бирқанчә йил илгири, америкидики ғәрб, шәрқ тәтқиқат орниниң бир мутәхәссиси, әгәр хитай уйғур райондики миллий зиддийәтләрни вақтида тоғра һәл қилмиса, оттура асиядин башланған нефит туруба йоллириниң һуҗумға учраш еһтималлиқини оттуриға қойған; у йәнә бунчилик узун мусапидики туруба йолини бихәтәрлик тәдбирини һәрқанчә күчләндүрүп қоғдап болғили болмайдиғанлиқини әскәрткән.