Непал 10 нәпәр тибәтликни хитайға қайтуруп беришкә тәйярланмақта

Тибәт билән чегридаш непал һөкүмити непал тәвәсигә қечип кәлгән 10 нәпәр тибәтликни қайтуруветиши мумкинликини билдүргән.
Мухбиримиз үмүдвар
2010.01.17

Америка авазиниң хәвәр қилишичә, непал көчмәнләр хизмити даирилири бу тибәтликләрни чегридин "қанунсиз киргән" дәп әйибләп, уларни сорақ қилған. Әмма, һазирчә уларниң қачан хитайға қайтуруп берилидиғанлиқи ениқ әмәс.

Непал тибәт билән чегридаш болғанлиқи үчүн нурғун тибәтликләр непал тәвәсигә қечип өтүп, кейин һиндистан вә яки башқа әлләргә кетидикән. Непал һөкүмити билән хитай һөкүмити тибәтләрниң бу һәрикитини чәкләшкә пүтүшкән болуп, непал "тибәтни хитайниң бир қисими" дәп етирап қилған һәмдә хитай билән сода - иқтисадий келишимлири түзгән иди.

Непал тибәтләрниң бу йәрдә хитайға қарши һәрикәт қилишини қамал қилған болуп, шу сәвәбтин буниңдин икки йил илгирики ласа вәқәсидин кейин непалдики тибәтликләрниң наразилиқ намайишлири непал һөкүмити тәрипидин тарқитилған иди. Непалда 20 миң әтрапида тибәтлик яшайду. Уларниң көпинчиси 1959 - йилидики тибәт қозғилиңи мәзгилидә қечип чиққанлар вә уларниң әвладлири икән.

Әгәр непал һөкүмити мәзкур 10 нәпәр тибәтлик қайтуруп бәрсә, бу камбоджа һөкүмити 20 уйғурни қайтуруп бәргәндин кейин, тибәтликләрниң коллектип һалда хитайға қайтурулиши болуп һесаблинидикән. 10 Тибәтлик мәсилиси һәққидә хәлқаралиқ инкаслар һазирчә мәлум әмәс. 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.