Ниңбо шәһиридики намайишлар давамлашти
Мухбиримиз үмидвар
2012.10.28
2012.10.28
Бирләшмә агентлиқи намайишчиларниң бир қанчә миң киши икәнликини илгири сүрсә, фирансийә агентлиқи 1000 дин артуқ адәм қатнашқанлиқини билдүрди. Һәтта йәнә намайишчиларниң 3000 дин артуқ икәнликиму ейтилмақта.
Намайишчилар җенхәй һөкүмитиниң алдиға топлинип тинч намайиш өткүзгән һәмдә уларниң намайиши сақчиларниң қаттиқ контроллуқи астида йәкшәнбә күнигичә давамлашқан. Намайишчилар әгәрдә химийә завути кеңәйтип қурулса, униңдин чиққан булғинишлар кишиләрниң саламәтликигә зиян салиду дәп әндишә қилишқан.
Шәнбә күнидики намайишта сақчилар билән тоқунуш келип чиқип, көп санда киши қолға елинған. Йәкшәнбә күни намайишчилар сақчилардин қолға елинғанларни қоюп беришни тәләп қилған.