Нобел әдәбият мукапатиниң мо йәнгә берилиши хитай өктичилириниң қаттиқ тәнқидигә учриди

Америкидики атақлиқ хитай өктичи вей җиңшиң, бу йиллиқ нобел әдәбият мукапатиниң мо йәнгә берилгәнликини тәнқидләп, нобел комитетини “җуңго компартийисигә яхшичақ болушқа урунған” дәп әйиблигән.
Мухбиримиз әркин
2012.10.12

Вей җиңшиңниң илгири сүрүшичә, мо йен қабилийәтлик язғучи болсиму, бирақ униң бәзи һәрикәтлири уларни гуманға салған. Вей җиңшиң, илгири мо йенниң башқа язғучилар билән бирлишип, мав зедоңға мәдһийә оқуғанлиқи, униң “йәнән әдәбият-сәнәт йиғинида сөзлигән нутқи” ни қоллиғанлиқини тәнқид қилған.

Шветсийә академийиси пәйшәнбә күни бу йиллиқ нобел әдәбияти мукапатиниң мо йәнгә берилгәнликини елан қилғандин кейин, чәтәлдики хитай өктичилири нобел комитетиниң бу қарарини қаттиқ тәнқид қилған иди.

Америкидики хитай өктичи язғучи йү җйе нобел комитетиниң қарарини тәнқидләп, “бу компартийиниң ғәлибиси, әдәбиятниң мәғлубийити” дегән. Бирақ хитай мәркизи телевизийә истансиси “мо йенниң мукапатқа еришкәнлики җуңгониң бүйүк дөләтлик орниниң етирап қилиниши” дәп җакарлиған.

Хитай компартийиси мәркизи тәшвиқат бөлүми болса мо йенни тәбриклигән. Хитай ахбарат васитилириниң илгири өктичи зат лю шявбо нобел тинчлиқ мукапатиға еришкәндә һечқандақ хәвәр бәрмәй, мо йенниң мукапатқа еришкәнликини кәң хәвәр қилиши, көзәткүчиләрниң диққитини қозғиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.