Лю шавбониң икки қериндиши, нобил мукапатини қобул қилишқа беришни халайдиғанлиқини билдүрди

Хоңкоңдики кишилик һоқуқ демократийә мәркизиниң ашкарилишичә, лю шавбониң қериндашлиридин лю шавгуаң вә лю шавшүән әгәр акиси вә йәңгисиниң мәзкур мукапатни елиш үчүн норвегийигә беришиға йол қоюлмай қалса, өзлириниң мәзкур мукапатни елиш үчүн мурасимға қатнишишни халайдиғанлиқини билдүргән. Мурасим 12 ‏- айниң 10 ‏ - күни норвегийә пайтәхти ослода өткүзилиду.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.10.26

Франсийә ахбарат агентлиқиниң бүгүнки йәнә бир хәвиридә лю шавбониң аяли лю шя, һазирқи әһвалда йолдишиниң вә өзиниң мукапат мурасимиға қатнишишиға рухсәт берилишидин үмид азлиқини билдүргән. У йәнә, лю шавбониң, достлириниң бу тарихий мурасимға қатнишип мукапатни қобул қилишини арзу қилидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүргән.

Хәвәрдә билдүрүлүшичә лю ша, бу һәқтә мәхсус бир очуқ хәт елан қилип, лю шавбониң бир қисим достлирини йолдишиға вакалитән бу тарихий мурасимға қатнишишқа вә вә мукапатни қобул қилишқа дәвәт қилған.

Очуқ хәттә мукапатни қобул қилиш үчүн исми тилға елинғанлар арисида сабиқ баш министир җав зеяңниң баш катипи бав туң, лю шавбониң адвокатлиридин шаң бавҗүн қатарлиқ бир қанчә киши бар болуп, лю ша очуқ хетидә әгәр бу кишиләр мукапатни қобул қилса, лю шавбониң буниңға рази болидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүргән.

 
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.