Норвегийәдики 76 кишиниң қатили инсанийәткә қарши җинайәт ишләш билән әйиблиниши мумкин
2011.07.26
Әгәр норвегийә соти униң үстидин террорлуқ вә инсанийәткә қарши җинайәт ишләш җинайитини бекитсә, у 30 йиллиқ түрмә җазасиға һөкүм қилинидикән.
Б б с ниң хәвәр қилишичә, у түнүгүн сотқа чиқирилғанда, өзиниң җинайитини қобул қилған болсиму, әмма униң террорлуқ икәнликини инкар қилип, “мени йәнә 60 йилдин кейин тарих ақлайду” дегән. У явропадики бир қанчә дөләтләрдә исламға қарши һәрикәт гуруппилириниң барлиқини илгири сүргән.
Түнүгүн, норвегийә пайтәхти ослода йүз миңлиған амма кочиларға чиқип, вәқәдә өлгәнләргә тәзийә билдүрүп, бирдәк ирқчилиққа қарши маршларни ейтти. Норвегийә баш министири столтенберг аммиға қилған сөзидә, бүгүн бу йәргә чиққан һәр биримиз демократийигә, һәммә ирқларниң өз-ара һөрмәт вә кәң қорсақлиқ асасида биллә яшайдиғанлиқиға ишинимиз, қара нийәтләр бир кишини өлтүрәлиши мумкин, әмма у хәлқни һәргизму йеңәлмәйду, дәп хитаб қилған.