Америка президенти обама келәр айда һиндистанда зиярәттә болиду
Мухбиримиз җүмә
2010.10.25
2010.10.25
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, обама бу нөвәтлик һиндистан зиярити җәрянида, америка йеқинда пакистанға бәрмәкчи болған һәрбий ярдәм вә буниң һиндистан тәрәпкә көрситидиған тәсири үстидә сөзлишидикән.
Обама йәнә, һиндистан билән афғанистандин чекинип чиқиш истратегийиси үстидә сөһбәтләшкәндин башқа, ядро мәсилиси үстидиму пикир алмаштуридикән.
Һиндистан дөләт мудапиәси үчүн 30 милярд америка доллири сәрп қилидиғанлиқини җакарлиған иди.
Хәвәргә қариғанда, америкида дөләт мудапиә санаити ширкәтлири билән һиндистан арисида сода йоли ечишму обаманиң бу нөвәтлик һиндистан зияритиниң йәнә бир муһим тәркипи қисми икән.
Һиндистан илгири русийә қораллириниң әң чоң херидари иди.