Америка президенти барак обама қирғиз президенти роза отунбайева билән учришиду
Мухбиримиз ирадә
2010.09.23
2010.09.23
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң оттура асия ишлириға мәсул хадими роберт блейк бу һәқтә бәргән мәлуматида, обаманиң "қирғизистандики сайламни демократик вә адил бир йосунда елип бериш" мәсилиси үстидә сөзлишидиғанлиқини ейтқан.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка һазир оттура асия дөләтлири ичидики тунҗи демократик парламент сайлиминиң, "тинч вә адил" елип берилишиға алаһидә көңүл бөлүватқан болуп, америка буниң үчүн қирғизистанға 5 милйон доллар ярдәм пули аҗратқан.
Қирғизистанда бу йил 6 - айда өзбекләр билән қирғизлар арисида етник тоқунуш йүз берип, йүздин артуқ адәм һаятидин айрилған. Униңдин кейинму қирғизистанниң бәзи районлирида қалаймиқанчилиқлар тохтимай йүз берип турған иди.
Қирғиз президенти роза отунбайева, бәзи кишиләрниң сайламни баһанә қилип, қутратқулуқ қилишқа урунуватқанлиқини, әгәр әһвал давам қилса сайламни бикар қилиши мумкинликини билдүргән иди.
Бүгүн америкиниң оттура асия ишлириға мәсул хадими роберт блейк мухбирларға қилған сөзидә, қирғизистандики сайламниң әмәлдин қалдурулуш еһтималиниң төвән икәнликини ейтқан. У йәнә, қирғизистандики вәзийәтниң тинч икәнлики, һәрқайси партийиләрниң бу қетимлиқ сайламни өзлири үчүн бир пурсәт дәп қараватқанлиқини, шуңа сайламниң нормал елип берилидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини ейтқан.