Обама билән ху җинтав учрашти

Торонтода өткүзүлүватқан 20 дөләт гуруһи йиғиниға қатнишиватқан америка президенти барак обама билән хитай дөләт рәиси ху җинтав учришип икки дөләт мунасивәтлири һәққидә пикир алмаштурған.
Мухбиримиз үмидвар
2010.06.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Америка авазиниң хәвәр қилишичә, президент барак обама ху җинтавни америкини зиярәт қилишқа тәклип қилған болуп, ху җинтав буниңға разилиқ билдүргән.

Торонтодики учришиш нәтиҗиси сүпитидә обама билән ху җинтав бирликтә мухбирларниң соаллириға җаваб бәргән болуп, ху җинтав җуңгониң америка билән болған қоюқ мунасивәтни тәрәққи қилдурушни халайдиғанлиқини билдүргән.

Президент барак обама билән ху җинтавниң бу қетимқи учришиши икки дөләт мунасивәтлири үчүн муһим әһмийәткә игә болуп, йеқиндин буян икки дөләт арисида хәлқ пулиниң қиммити мәсилиси, сода баланси мәсилиси вә америкиниң тәйвәнгә қорал сетип беришини өз ичигә алған бир қатар мәсилиләрдики ихтилаплар күчәйгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.