Пакистан даирилири өмәр уйғур вәхписи мәсулиниң чеградин чиқишини чәклигән
Улар өткән җүмә күни түркийидә ечилидиған шәрқий түркистан маарип һәмкарлиқ җәмийитиниң саһипханлиқидики бир йиғинға қатнашмақчи болуп йолға чиққан иди. Лекин, улар дәл айропиланға чиқиш алдида тосувелинған болуп, даириләр уларниң учуши чәкләнгән кишиләр тизимликидә исми барлиқини вә шу сәвәблик айропиланға чиқишиға болмайдиғанлиқини билдүргән.
Өмәрҗан вә әкбәрҗан ака-укилар дүшәнбә күни пакистан сақчи органлириға берип, буниң сәвәбини сүрүштүрсә, даириләр уларға пакистандики хитай әлчиханисиниң тәлипигә бинаән учуш чәклимиси қоюлғанлиқини билдүргән.
Өмәр уйғур вәхпи пакистанда яшайдиған 2-әвлад уйғурлар тәрипидин 2008-йили қурулған болуп, мәзкур тәшкилат қурулғандин буян һәр хил мәдәний, иҗтимаий вә хәйр-сахавәт ишлири билән шуғуллинип кәлгән иди.
Лекин мәзкур вәхпиниң паалийити хитай әлчиханисини биарам қилип, хитай әлчихана хадимлири түрлүк дипломатик вә иҗтимаий васитиләр билән мәзкур вәхпиниң паалийитини чәкләшкә тиришқан. Һәтта улар пакистандики уйғур муһаҗирлирини агаһландуруп, өмәр вәхпиниң паалийитигә қатнашмаслиқни тәләп қилған иди. Игилишимизчә, өмәрҗан вә әкбәрҗан ака-укилар сот мәһкимисигә әрз қилип, пакистан аманлиқ даирилири үстидин шикайәт қилишни қарар қилған.