Пакистандики өмәр уйғур вәхпи паалийәтлирини җанландурмақта

Пакистанда 300 аилиликтин артуқ, пакистан вәтәндиши уйғурлар яшайду. Буларниң уйғур миллий һәрикитигә иштрак қилиши, хитай - пакистан мунасивәтлиридики қоюқлуқ сәвәбидин, һәр хил шәкилдә чәклимигә учрап кәлгән.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.10.06

Өткән йилниң ахиридин башлап, пакистандики иккинчи әвлад уйғурлар өмәр уйғур вәхпи намида тәшкилат қурған вә уйғурлар арисида мәдәний - иҗтимаий паалийәтләрни елип бармақта иди. Бу тәшкилат бу йилниң бешида ана тил мәктипи ачқан иди. Йеқинда улар йәнә, мәктәптә компютор мәшқ синипи ечиш үчүн тәйярлиқ хизмәтлирини башлиған.

Өмәр уйғур вәхпи бу йилниң бешида 4 - фиврал ғулҗа вәқәсини, йеқинда йәнә 5 - июл үрүмчи вәқәсини хатириләп паалийәт өткүзгән. Пакистандики уйғур җамаитидин игилигән мәлуматлиримизға қариғанда, пакистандики уйғур яшлириниң мәзкур тәшкилатниң әтрапиға йиғилиши, пакистандики хитай әлчиханисиму һәрикәткә кәлтүргән.

Игилишимизчә, хитайниң пакистан әлчиханиси өмәр уйғур вәхпиниң паалийәтлирини дипломатик йоллар арқилиқ чәклигәндин башқа, түрлүк иҗтимаий вә тәшвиқат вастилири арқилиқму тосушқа урунмақта.

Пакистандики хитай әлчиханиси бу қетимқи һейт мәзгилидә уйғурларни зияпәткә тәклип қилип, роза һейтини тәбриклигән вә өзлириниң уйғурлар үчүн хитайчә мәктәп ечип беридиғанлиқини уқтурған. Һейт зияпитигә аз санда уйғурлар қатнашқан. Зияпәткә қатнашқучиларниң өмәр уйғур вәхпи билән алақә қилмаслиқи тәләп қилинған.

Бу һәқтә пакистандики хитай әлчиханисиға телефон қилғинимизда, әлчихана хадимлири зиярәт қобул қилалмайдиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.