Уйғур аптоном район даирилири җәмийәттин 11502 нәпәр оқутқучи қобул қилидиғанлиқини елан қилди

Хитайниң үрүмчи ториниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ маарип назарити, бу йил җәмийәттин 11502 нәпәр оттура башланғуч мәктәп оқутқучиси қобул қилинидиғанлиқини уқтурған.
Мухбиримиз меһрибан
2011.05.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

30-Май күни елан қилинған бу уқтурушта баян қилинишичә, бу қетим қобул қилинидиған оқутқучиларға хитай тили өткилидин өтүш алдинқи шәрт қилинған болуп, оқутқучиларниң пүтүн мәмликәт даирисидики алий мәктәп һәм оттура техником сәвийисидин юқирилар ичидин қобул қилинидиғанлиқи уқтурулған. Уқтурушта райондики аз санлиқ милләтләр ичидин оқутқучилиққа илтимас қилғучиларниң башланғуч оттура мәктәп сәвийиси бойичә, чоқум хитай тили сәвийә имтиһаниниң 3-4-5-дәриҗилик өлчимигә йетиши шәрт икәнликини билдүрүлгән.

Радиомиз уйғур елидин игилигән учурлардин мәлум болушичә, хитай һөкүмити районда “қош тиллиқ маарип” намидики уйғур тилини хитайчилаштуруш сияситини йолға қойғандин буян, уйғур башланғуч оттура мәктәплиридә узун йилдин буян оқутқучилиқ қилип келиватқан тәҗрибилик уйғур оқутқучилирини түркүм-түркүмләп “хитай тили өткилидин өтәлмиди” дегән баһанидә, пенсийә йеши тошмастинла муддәттин бурун хизмәттин бошитилған.

Игилишимизчә нөвәттә хизмитидин айрилған уйғур оқутқучилириниң хизмәт орунлириға хитай өлкилиридин кәлгән уйғур тилини билмәйдиған хитайлар орунлаштурулуватқан болуп, бу хил әһвалға қарита уйғур оқутқучилирила әмәс бәлки кәлгүси әвладларниң уйғур тили муһитидин айрилип қелишидин әнсирәватқан уйғур ата-анилар һәм җәмийәтниңму наразилиқи барғанчә күчәйтмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.