Өркәш дөләт билән ваң дән демократчи устазиниң матәм мурасимиға қетилиш үчүн хитайға виза илтимаси сунди
2011.01.04
Зор бир түркүм хитай демократчилири тәрипидин устаз дәп тонулуп кәлгән си туңхуаниң өлүми әйни йилларда униң көңүл бөлүши вә ярдимигә еришкән өркәш дөләт вә ваң дән қатарлиқ демократийә актиплирини чоңқур қайғуға салған.
Си туңхуа, 1989 -йили 4 -июн вәқәси йүз бәргәндин кейин, оқуғучи паалийәтчилирини қутулдуруш вә чәтәлгә қачурушта муһим рол ойниған вә йеқинға қәдәр тйәнәнмендә өлгәнләр үчүн һәр йили 4 -июн шам йеқип хатириләш паалийити өткүзгән. Өркәш дөләт билән ваң дән бүгүн устазиниң матәм мурасимиға қетилиш мәқситидә, хитайға виза үчүн илтимас сунған.
Ваң дән өз торбетидә бу һәқтә баянат елан қилип, хоңкоң һөкүмитиниң инсанийәтчилик нуқтисидин болсиму, өзлиригә виза берилишини тәләп қилған. Буниңдин бурун өркәш дөләт вә яң җйәнли қатарлиқ актиплар, хитайға бериш үчүн хоңкоң айродромиға кәлгәндә чеградин киргүзүлмигән.
Мәлум болушичә, улар виза илтимасини, хоңкоңдики демократийини һимайә қилиш җәмийити васитиси билән хоңкоң һөкүмитигә сунған. Хоңкоң һөкүмити си туңхуаниң хоңкоңниң демократийә ишлириға қошқан һәссисини муәййәнләштүрүп тәзийәнамә елан қилған, әмма ваң дән билән өркәшниң виза илтимасиға һазирчә һечқандақ җаваб бәрмигән.