Ата - анилардин пәрзәнтлирини диний паалийәтләргә қатнишиштин тосушни тәләп қилинди
2013.02.13
“уйғурбиз” ториниң хәвәр қилишичә, ғулҗа наһийиси самийүзи йезиси даирилири мәктәпләргә бу һәқтә чүшүргән уқтурушта “хитай асасий қануни” вә “маарип қануни” дики динға алақидар маддилар қайта тәкитләнгән.
Уқтурушта “хитай асаси қануни” дики “динниң маарип ишлириға дәхли қилишиға йол қоймаслиқ”, “маарип қануни” дики“динни маариптин йирақлаштуруш” қатарлиқ маддилар қайта шәрһләнгән.
Уқтурушта асаслиқи аптоном район даирилири өзи бәлгиләп тарқатқан “оқуғучиларниң қуран курсиға қатнишиши, қуран - тәблиғ аңлиши вә роза тутуши қаттиқ чәклиниду” дегән бәлгилимә алаһидә тәкитләнгән.
Хитай даирилири йиллардин буян уйғур оқуғучиларни диний паалийәтләрдин үнүмлүк чәкләш үчүн, тәтил мәзгилидиму оқуғучиларни һәр җүмә күни мәктәпкә йиғиш, роза вақитлирида мәҗбурий тақам йегүзүш қатарлиқ түзүмләрни орнатқан иди.