Уйғур елидә бир түркүм өсмүр-балилар әткәсчилири үстидин һөкүм елан қилинди
2011.08.15
Шинҗаң гезитиниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә, өсмүр-балилар әткәсчиликигә четишлиқ бу 5 чоң делониң бир тәрәп қилинишини, уйғур җәмийитидики өсмүр балиларниң һәқ-һоқуқиниң қоғдилиши үчүн бесилған бир қәдәм сөптидә тәшвиқ қилинған.
Хәвәрдә йәнә аталмиш өч хил күчләрниң үсмүр-балилар әткәсчилик мәсилисини йиллардин бери милләтләр иттипақлиқини бузуш үчүн тәшвиқат материяли сүпитидә пайдилинип кәлгәнлики әскәртилгән.
Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләр болса, мәзкур җаза тәдбирлириниң мәсилини йилтизидин һәл қилалмайдиғанлиқини, бир нәччә ай ичидә “йүзгә йеқин шайкини йоқ қилған, 500 җинайәт гумандарини қолға алған, 400 дәк балини қутқузған” лиқ хәвиридин мәсилиниң һәқиқәтән еғирлиқини, мәсилини йилтизидин һәл қилиш үчүн, уйғур өсмүр-балилириниң, иқтисадий имканлири йетәрлик бир аилигә вә шундақла сағлам бир маарип тәрбийиси муһитиға игә болуши керәкликини илгири сүрмәктә.