Хитай өсмүрләрниң җинайәт архипини ашкарилимаслиқ түзүмини йолға қоймақчи
2013.01.04
Хитайдики өсмүр җинайәтчиләрниң кишилик һоқуқи вә кейинки истиқбали мәсилиси узундин буян хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири көзитип келиватқан мәсилиләрниң бири. Мәркизи санфрансискодики “диалог фонди җәмийити” хитайдики өсмүр җинайәтчиләр мәсилиси тоғрилиқ 2008-йилдин 2012-йилғичә хитай юқири хәлқ сот мәһкимисиниң өсмүр җинайәтчиләр соти билән 3 қетим учришиш елип барған. Буниң икки қетимлиқида хитай сотчилири америкида зиярәт вә тәкшүрүшкә кәлгән. Бир қетимлиқида америка сотчилири хитайда зиярәттә болған иди.
“диалог фонди җәмийити” тәминлигән учурға асасланғанда, пәқәт 2010-йили бир йил ичидила хитай җамаәт хәвпсизлик тармақлири 80 миңдин артуқ өсмүр җинайәт гумандарини қолға алған болуп, буларниң 60% гә җаза кесилгән. Хитайдики өсмүр җинайәтчиләр нисбити америка һәм явропа дөләтлиридин көп юқири болған. Һалбуки, хитайда өсмүрләрниң җинайәт архипи мәхпий тутулмиғини үчүн, улар түрмидин чиққандин кейин мәктәпкә кириш, хизмәт тепиш қатарлиқ җәһәтләрдә җәмийәттә кәмситилишкә учрап кәлмәктә икән.