Хитайчә сәһәр гезитидә қәшқәр вә хотәнләрдә өй баһасиниң чүшүш еһтималлиқи оттуриға қоюлди
2011.07.25
Хәвәрдә баян қилинишичә, нөвәттә хитайда өй баһаси давамлиқ түрдә өрлимәктә. Әмма уйғур елидә өй баһасиниң өзгириши хитайниң башқа шәһәрлиригә селиштурғанда пәрқлиқ амилларға бағлиқ; мәсилән, җәмийәт муқимлиқи вә хәнзу көчмәнләрниң турақлишиш нисбити бу җайлардики өй баһасини бәлгиләйдиған муһим амиллардур.
Хәвәрдә йәнә көрситилишичә, қәшқәрниң бултурқи өй баһаси бир метир квадрати 3200 йүән болуп, бу хитайдики шәһәрләр бойичә өй баһа тәртипидә 96 -орунда туриду.
Хәвәрдә әскәртилишичә, уйғур елиниң җәнубида бултурдин башлап әвҗ алған зораванлиқ түсидики қаршилиқ һәрикәтлири, мәзкур җайлардики өй баһасиға тәсир қилиши мумкин. Әгәр бу хил вәқәләр йәнә давамлашса, хәнзу аһалилири райондин қечишқа башлиши, әң болмиғанда, йеңидин көчүп келидиған яки мәбләғ салғучиларниң сани азийиши; буниң билән мәзкур җайлардики өй баһаси төвәнлиши мумкин.
Хитайниң сәһәр гезити оттуриға қойған бу еһтималлиқини, бир қисим уйғур паалийәтчилири 10 йилларниң алдидила оттуриға қойған болуп, хитай вә чәтәл ширкәтлирини районға мәбләғ салғанда, райондики милләтләр мунасивити вәзийитини унтуп қалмаслиққа чақирған иди.
Уйғур паалийәтчилириниң билдүрүшичә, хитай көчмәнлириниң еқини йәрлик хәлқни иш имканлиридин мәһрум қалдурупла қалмастин, өй вә мал баһасиниңму өсүшини кәлтүрүп чиқирип, йәрлик хәлқниң турмушиниң техиму қийинлишишиғиму сәвәб болған.