Һәптә өзигә от қоюп хитайға наразилиқ билдүргән тибәтләрниң санини бәшкә йәтти
Мухбиримиз җүмә
2012.10.27
2012.10.27
Лондондики “әркин тибәт тәшкилати” ниң билдүрүшичә, бу нөвәт өзигә от қойған киши гәнсу өлкиси саңчу (шияхе) наһийиси амучуху йезисидин кәлгән 23 яшлиқ тсеваң кяб исимлик тибәт яш икән.
Җүмә күни дәл юқириқи кәнттә 24 яшлиқ бир тибәт деһқан өзигә от қоюп һайтидин айрилған иди.
Тсеваң кябниң нөвәттики әһвали һазирчә мәлум әмәс.