Обама зөрүр болса йәнә пакистанда бин ладенға зәрбә бәргәндәк һәрикәт қоллинидиғанлиқини билдүрди
2011.05.22
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, президент обама америкиниң пакистанниң игилик һоқуқлирини һөрмәт қилидиғанлиқи, бирақ америка һөкүмитиниң вәзиписиниң америкиниң бихәтәрликини қоғдаш икәнликини тәкитлигән.
Б б с ниң йезишичә, обама мухбирниң “әгәр пакистанда террорлуқ гурупписи әл-қаидиниң рәһбәрлириниң бири вә яки талибан һәрикитиниң рәһбири молла өмәрниң йошурунғанлиқи ениқланса, америка қошма штатлири қандақ қилиши мумкин?” дегән соалиға җаваб берип, “бизниң вәзипимиз америка қошма штатлириниң бихәтәрликини тәмин етиш.
Биз пакистанниң игилик һоқуқиға зор һөрмәт билән муамилә қилимиз. Бирақ, биз һеч кимниң бизниң вә бизниң иттипақдашлиримизниң адәмлирини өлтүрүш пилани түзүшигә, уни әмәлгә ашурушқа нисбәтән тәдбир қолланмаслиқиға йол қоймаймиз” дәп тәкитлигән.
2-Май күни америкиниң бир алаһидә һәрикәт әтрити пакистандики бин ладенниң йошурунған туралғусиға һуҗум қилип, бин ладенни өлтүргән иди. Шуниңдин кейин, пакистан билән америкиниң мунасивәтлири йириклишип қалған.
Бу күнләрдә пакистан хитай билән болған һәмкарлиқни күчәйтишкә киришкән болуп, пакистан баш министири гилани хитайни зиярәт қилип, хитай билән һәмкарлиқларни күчәйтишкә пүтүштин.
Президент обама б б с ниң мухбириға қилған сөзидә йәнә америкиниң талибанлар билән сөһбәт өткүзүшкә тәйярлиниватқанлиқи, бирақ талибан рәһбәрлириниң алди билән әл-қаидә билән болған мунасивитини үзүши лазимлиқини көрсәткән.