Панетта “пакистанға нисбәтән сәбир қачимиз тошуп қалди” деди

Америка мудапиә министири леон панетта пәйшәнбә күни қилған сөзидә пакистанниң талибан қораллиқ пидаийлириға қарши күрәштә актип болмайватқанлиқини билдүрүп “пакистанға сәвр қачимиз тошуп қалди” деди.
Мухбиримиз ирадә
2012.06.07

Йеқиндин буян афғанистанда талибан пидайлириниң қаршилиқ һәрикәтлири қайтидин баш көтүрүватқан болуп, талибанниң чаршәнбә күнидики һуҗумида 22 киши һаятидин айрилғандин кейин америка мудапиә министири панетта афғанистанға туюқсиз зиярәт елип барған.

Б б с ниң хәвәр қилишичә, у афғанистанда мухбирларға баянат берип, пакистан һөкүмитини нато қошунлириға һуҗум қозғаватқан қораллиқ тәшкилатларни тазилаш үчүн һәрикәткә өтүшкә, болупму пакистанниң ғәрбий шималиға орунлашқанлиқи илгири сүрүлүватқан “һәққаний” исимлик қораллиқ тәшкилатни йоқитишқа чақирған.

Пакистан даирилири пакистанниң террорист гуруппиларни тазилашқа тиришип кәлгәнликини, бу террорист гуруппиларниң пакистандики авам хәлқ вә әскәрлиригиму зиян селиватқанлиқини илгири сүрүп кәлмәктә. Әмма америка пакистанниң қораллиқ милитаристларға көз юмуватқанлиқиға ишиниду. Болупму, әл-қаидә тәшкилатиниң рәһбири бин ладинниң пакистанда йиллардин бери сақлинип ятқанлиқиниң оттуриға чиқиши америкиниң гуманини ашуруп, икки дөләт мунасивитигә қаттиқ тәсир йәткүзгән иди.

Панетта сөзидә пакистанни агаһландуруп :“пакистан террорчиларға ярдәм қилишни мушундақ давам қилидиған болса, афғанистанни тинчлиққа ериштүрүш қийинға тохтайду. Бизниң сәвр қачимиз тошуп қалди” дегән.

Америка мудапиә министири панетта америкиниң йеңи һәрбий истратегийиси үстидә музакирә елип бериш үчүн асия дөләтлиридә зиярәттә болуватқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.