Пакистандики кәлкүн апитидә өлгәнләрниң сани 1100 дин ашти
Мухбиримиз үмидвар
2010.08.01
2010.08.01
Апәт пәнҗаб өлкисидиму йүз бәргән. Кәлкүн, апәт йүз бәргән җайларниң сирт билән болған алақилирини үзүвәткән болуп, ярдәм йәткүзүш вә қутулдуруш ишлири қийинчилиққа дуч кәлгән. Пакистан һөкүмити җиддий һаләт елан қилған.
Ббс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, пакистанниң ғәрбий җәнубида електир истансиси қуриватқан хитай ишчилириму кәлкүн апитигә учриған болуп, үч нәпәр хитай пуқрасиниң из - дерики болмиған. Пакистан тәрәп тик учар айропилан әвәтип, 270 нәччә нәпәр хитай ишчиси вә инҗенерини алди билән қутқузувалған.
Пакистандики мәзкур кәлкүн апити йеқинқи 80 йил ичидики бир қетимлиқ әң еғир апәт болуп һесаблинидикән.