Пакистандики милитанлар хитай саяһәтчи аялни уйғурларниң интиқамини елиш үчүн өлтүргәнликини җакарлиди
Сәйшәнбә күни бир нәпәр хитай аял саяһәтчи пишавәрдики базарда айлиниватқанда намәлум кишиниң қораллиқ һуҗумиға учрап өлгән иди. Пакистан сақчи даирилири шу күнидики баянатида қатилларниң кимлики вә уларниң немә үчүн бу хитай аял саяһәтчини өлтүргәнлики һәққидә һечқандақ мәлумати йоқлуқини билдүргән иди.
Бүгүн пакистанниң дарра адамхел районидики талибан милитанлириниң баянатчиси ройтерс хәвәр агентлиқи арқилиқ баянат елан қилип, вәқәни үстигә алди вә бу һәрикәтни хитай һөкүмити уйғур районида өлтүрүватқан мусулман қериндашлириниң интиқамини елиш үчүн қилғанлиқини билдүрди. юқиридики баянатниң хитай даирилири қағилиқта тоқунуш йүз берип 20 кишиниң өлгәнликини елан қилиши билән охшаш мәзгилгә тоғра келиши алаһидә диққәт қозғиди.
Пакистандики талибан милитанлири пакистан һөкүмитигә қарши һәрикәт қилип келиватқан асаслиқ күч. Улар йәнә пакистан һөкүмити билән қоюқ алақиси болған чәт дөләтләрниң пуқралири, орган вә қурулушлириғиму көп қетим һуҗум қилған.