Пакистандики шиәләр районида уда икки күн партлаш йүз бәрди

Пакистанниң ғәрбий шималий қисмидики дера исмаил хан шәһиридә йәкшәнбә күни партлаш йүз берип 5 адәм өлди,хели көп санда адәм яриланди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.11.25


Әнглийә б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә шәнбә күни бу шәһәрдә бир қетим партлаш вәқәси йүз берип, 8 адәм һаятидин айрилған болуп, буниң 7 нәпири бала икән.

Демәк бу шәһәрдә уда икки күн арқиму - арқидин партлаш вәқәси садир болған. Хәвәрдә ейтилишичә, мәзкур партлашларниң һәммиси шиәләр районида йүз бәргән болуп, бәзи анализчилар бу һуҗумларниң шиәләргә қаритилғанлиқини қәйт қилишқан. Шәнбә күнидики һуҗумни талибанлар зиммисигә алған, әмма йәкшәнбә күнидики партлашниң игиси чиқмиған.

Бу қетимқи партлашлар шиәләрниниң әнәниви хатирә күнигә тоғра кәлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.