Пакистан армийиси 12 - айғичә талибанларни қоғлайдиғанлиқини билдүрди
Пакистан һәрбий тәрәп өзлириниң өткән бир соткида 24 нәпәр талибанни өлтүргәнлики вә икки пакистан әскириниң өлгәнликини мәлум қилған. Улар йәнә, өзбек қораллиқ гурупплирини асас қилған талибан истиһкамлирини игилигәнликини хәвәр қилған.
Бирақ пакистан тәрәп уруш башлиғандин тартип, мухбирларниң җәң болуватқан йәрләргә келишини чәклигән. Бундақ әһвал астида пакистан һөкүмәт вә һәрбий тәрәпниң мәлуматлириниң ишәнчилик дәриҗиси төвән болған.
Алдинқи һәптиләрдә өзбекистан ислам һәрикити тәшкилатиниң башлиқи таһир йолдашниң өлтүрүлгәнлики хәвәр қилинған болсиму, бирақ бу йәнила гуман қозғиған иди.