Пакистан ахбарати: уйғурларниң өйлири чеқилип йөткилиш алдида турмақта

Пакистандики нопузлуқ ахбарат қаналлиридин- “сүбһи” хәвәрләр торида нөвәттики уйғур вәзийити болупму, уйғур райониниң һәр қайси җайлирида елип бериливатқан уйғур мәһәллилирини чеқип йөткәп қурулуши һәққидә сүрәтлик хәвәр берилди.
Мухбиримиз җүмә
2012.05.05

Хәвәрдә асаслиқ ақсу тәвәсидә чеқиливатқан уйғур мәһәллилири хәвәр қилинған. Хәвәрдә уйғур миллитиниң кимлики һәққидиму қисқичә мәлумат берилип, уйғурларниң хитайниң ғәрбидә яшайдиған мусулман түркий хәлқләрдин икәнлики көрситилгән.

Хәвәрдә хитайниң уйғурларға қаратқан бесим сиясити һәққидә бир нәрсә дейилмигән, әмма уйғурларниң өйлири чиқилип йөткилиш алдида туруватқанлиқи көрситилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.