Пакистан һөкүмити гвадар портини хитайниң башқурушиға өткүзүп беришкә мақул болди

Пакистан һөкүмити чаршәнбә күни истратегийилик әһмийәткә игә гвадар портиниң башқуруш һоқуқини бир хитай ширкитигә өткүзүп беришкә қошулған. Мәзкур портни бурун бир сингапор ширкити башқурған.
Мухбиримиз әркин
2013.01.30

“һиндистан вақит гезити” ниң илгири сүрүшичә, пакистанниң қарари һиндистанни биарам қилиши мумкин. Пакистан учур министири қәмәр заман кайраниң билдүрүшичә, пакистан ички кабинети чаршәнбә күни йиғин ечип, сингапорниң гвадар портини хитай чәтәл порт чәклик ширкитигә өткүзүп беришини тәстиқлиған.

Хитай илгири әрәб деңизиға чиқидиған мәзкур портниң қурулушида муһим рол ойниған вә 250 милйон долларлиқ мәзкур порт қурулушиниң 75% мәблиғини чиқарған.

Бәзи анализчилар хитайниң қәшқәр шәһирини тәрәққий қилдуруп, қонҗирап арқилиқ мәзкур шәһәрни гвадар портиға таш йол вә төмүр йол арқилиқ туташтуруш, бу арқилиқ оттура шәрқ әллиригә чиқиш пилани барлиқини илгири сүргән иди. Қәмәр заман кайра, хитайниң гвадар портиға давамлиқ мәбләғ селип, униң мәшғулат иқтидарини ашуридиғанлиқини билдүргән.

Анализчилар хитайниң гвадар портини башқуруш һоқуқиға еришиши муһим әһмийәткә игә, хитай мәзкур порт арқилиқ оттура шәрқниң нефитини қәшқәргә йәткүзәләйду, дәп көрсәтмәктә.

Пакистан дөләт мудапиә министири мухтәр бултур 5‏-айда хитайниң гвадар портини өткүзүвелишқа қошулғанлиқи, әгәр хитай гвадар һәрбий база қурса, пакистан һөкүмити“миннәтдар” болидиғанлиқини билдүргән. Хитайниң пакистанда һәрбий база қуруп, қәбилиләр районидики шәрқий түркистан исламий қораллиқ күчлиригә тақабил туруш пилани бар-йоқлуқи изчил диққәт қозғап кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.