Пакистан президенти зәрдари хитайниң уйғурларға қарши күришидә техиму зич һәмкарлишидиғанлиқини билдүрди

Пакистан президенти зәрдари сәйшәнбә күни уйғур аптоном районлуқ партком секретари җаң чүншйән билән көрүшүп, “террорлуқ” қа қарши күрәштә хитай билән техиму зич һәмкарлишишқа вәдә бәргән.
Мухбиримиз әркин
2011.08.31

Чәтәл ахбарат васитилири бүгүнки хәвәрлиридә зәрдариниң хитай һөкүмити қәшқәр “йеңи базар вәқәси” дә һаятидин айрилған уйғур қаршилиқ көрситиш күчлириниң пакистанда тәрбийиләнгәнликини илгири сүрүп, аз кәм бир айдин кейин бу сөзләрни қилғанлиқиға диққәт қилған. Зәрдари пәйшәнбә күни башлинидиған “явро-асия йәрмәнкиси” гә қатнишиш үчүн үрүмчигә кәлгән иди.

“хәлқ” гезитиниң чаршәнбә күни елан қилған хәвиридә билдүрүшичә, зәрдари исламабадниң һәр қандақ террорлуққа қарши туридиғанлиқини әскәртип, “пакистан хитай билән террорлуққа қарши техиму кәң һәмкарлишиду вә террорчи күчләргә бирликтә зәрбә бериду” дегән.

Хәвәрдә йәнә җаң чүншйәнниң “террорлуқ инсанийәтниң ортақ дүшмини, биз пакистанниң бу мәсилидә бизни қоллиғанлиқиға рәһмәт ейтимиз” дегәнлики билдүрүлди. Бирақ дуня уйғур қурултийи зәрдарини сәмимийәтсизлик билән тәнқидләп, пакистанни хәлқара әһдинамиләргә һөрмәт қилишқа чақирди.

Д у қ баянатчиси дилшат ришит пакистанниң бу мәсилидә пурсәтпәрәслик қиливатқанлиқини әскәртип, “у шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикитини бастурушта хитайға һәмкарлишиватқан билән, кәшмирдә һиндистанға қарши террорлуқ һәрикәтлирини қоллаватқанлиқи” ни билдүрди.

Пакистан қәшқәр “йеңи базар вәқәси”дин кейин бәш уйғурни хитайға өткүзүп берип, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.