Пакистандики уйғур ана тил мәктипи норуз паалийити өткүзди

23 - Март күни пакистанниң дөләт байрими күнидур. Пакистанда паалийәт елип бериватқан өмәр уйғур вәхпи һәм дөләт байрими һәм норуз байримини тәбрикләп, түнүгүн дала сәйлиси уюштурған.

2010.03.23

Паалийәткә мәзкур тәшкилатниң башқурушидики ана тил мәктипи оқуғучилири вә тәшкилатниң әзалири болуп 45 киши қатнашқан. Дала сәйлиси пакистан пайтәхти исламабадтики җиннаһ бағчисида өткүзүлгән.

Хитай - пакистан мунасивәтлиридики йеқинлиқ сәвәблик, пакистандики уйғурларниң сиясий паалийәтлири чәклимигә учрап кәлмәктә;. Мәлум болушичә, йеқинда пакистандики йәрлик даириләр өмәр уйғур вәхпи үстидин тәкшүрүш елип барған. Гәрчә тәкшүрүш нормал қануний тәртип бойичә елип берилған вә һәр қандақ бир зорлуқ вә қопаллиқ һәрикәтлири садир болмиған болсиму, тәкшүрүшниң хитай әлчиханисиниң тапшуруқи яки илтимаси билән елип берилғанлиқи пәрәз қилинмақта. Чүнки пакистандики уйғурларниң адәттики мәдәни вә иҗтимаий паалийәтлириму пакистандики хитай әлчиханисини әндишигә селип кәлгән.

Өмәр уйғур вәхпиниң бу қетимқи дала сәйлиси паалийити, йәрлик даириләрниң әнә шу қетимлиқ тәкшүрүшидин икки һәптә кейин елип берилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.