Пакистанда тунҗи хитайчә - инглизчә тор журнили тәсис қилинған
Мухбиримиз җүмә
2012.02.18
2012.02.18
Мәзкур мурасимға 22 кишилик хитай өмики қатнашқан. Икки тәрәп мәзкур журнал арқилиқ пакситан - хитай хәлқлири арисидики өз - ара мунасивәтни илгири сүрүшни арзу қилидиғанлиқини билдүргән.
Өткән йили майда осама бин ладин пакистандики туралғусида америка алаһидә қисимлири тәрипидин етип өлтүрүлгәндин кейин, америка - пакистан мунасивәтлири йирикләшкән.
Шундин кейин пакистан хитайниң қойниға йәнә бир қетим өзини атқан. Әйни чағда зияритимизни қобул қилған мутәхәссисләр буниң пакистандики уйғур паалийәтлиригә мәнпий тәсир көрситидиғанлиқини илгири сүргән иди.
Дәрвәқә, пакистан һөкүмити пакистанда паалийәт елип бериватқан “өмәр уйғур вәхпи” гә қаритилған назарәтни күчәйткән вә уларниң бәзи паалийәтлиригә чәк қойған иди.