Палавға йәрләштүрүлгән уйғурлар башқа дөләтләргә кетишни ойлашмақта
Мухбиримиз җүмә
2010.06.14
2010.06.14
Франсийә агентлиқида нәқил қилишичә, адил нури "биз президент җонсон торибоңдин палавдин кетишимизгә ярдәм тәләп қиливатимиз. Биз бу йәрдин чиқип кетишни арзу қилимиз. Униң бизгә ярдәм қилишини үмид қилимиз" дегән.
Мәлум болушичә, палавға йәрләштүрүлгән 6 уйғурниң бир нәччиси йеқинда өйләнгән. Буларниң ичидә әдһәм мәмәт австралийидә туруватқан бир уйғур аял билән той қилған. Мәзкур аялниң икки балиси бар болуп, илгирики йолдиши суға чөкүп кетип қаза қилған икән.
Униңдин башқа, абдулғаппар абдурахман өткән һәптә палавға мәхсус униң билән той қилишқа кәлгән йәнә бир уйғур аял билән той қилған.
Бу алтә уйғурниң палавға кәлгинигә 7 ай болуп қалди. Улар башқа дөләтләргә кетишни ойлишиватқан болсиму, палав җумһурийитиниң өзлирини қобул қилғанлиқидин йәнила бәк миннәтдар икәнликини билдүргән.
Палав җумһурийити уларни пәқәт вақитлиқ макан билән тәминләш шәрти билән қобул қилған иди.
Хәвәрдә көрситишичә, һазир бу уйғурлар палавда күнигә 6 саәттин һәптисигә бәш күн инглизчә өгәнмәктә икән.