Үрүмчидә 'айропилан партлайду' дәп ялған хәвәр тарқатқан җавабкарға һөкүм елан қилинди

Үрүмчидики бир сот 11 - ноябир сот ечип, "айропилан партлайду" дәп, ялған хәвәр тарқитип, сарасимә пәйда қилған ма фамилилик җавабкарни бир йерим йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған.
Мухбиримиз җүмә
2010.10.18

Шинхуа агентлиқиниң 18 - ноябирдики хәвиридә көрситишичә, сот үрүмчи шәһири йеңишәһәр районлуқ сотта ечиған. Мәлум болушичә, җавабкар ма йиңбав, бу йил 11 - авғуст үрүмчидин күнмиңгә қарап йолға чиққан B 737 - типлиқ йолучилар айропиланини " партлап кетиду" дәп, гәп тарқатқан вә айропиланда җиддий сарасимә пәйда қилған икән.

Хитай мунасивәтлик хадимлири хәвәрни алғандин кейин, айропилани қондуруп тәкшүргән. Нәтиҗидә хәвәрниң ялғанлиқи испатланған.

Һалбуки, бу йил 11 - авғуст хитай ахбаратлирида бу һәқтә тәпсилий хәвәр берилмигән иди.

Шинхуа ахбаратида 18 - ноябир берилгән хәвәрдиму, айропиланниң қайси шәһәргә қондурулғанлиқи, қандақ тәдбирләрниң елинғанлиқи, ма йиңбавниң қандақ қолға елинғанлиқи вә униң кимлики ениқ көрситилмигән.

Хитай даирилири 19 яшлиқ бир уйғур қизиниң, 2008 - йил мартта үрүмчидин хитайниң бейҗиң шәһиригә қарап учқан бир йолучилар айропиланини партлитишқа урунуп, мәғлуп болғанлиқини хәвәр қилған иди. Әмма, улар бу қизниң кейинки әһвалини ахбараттин йошурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.