Сабиқ пакистан президенти қолға елиниши мумкин
Мухбиримиз җүмә
2012.01.07
2012.01.07
Бирләшмә агентлиқиниң исламабадтин хәвәр қилишичә, һөкүмәт қарилиғучиси чаудуһрй зулпиқар мухбирларға мушәррәпни тутуш үчүн қайта тутуш рухсәт намиси чиқиришниң биһаҗәт икәнлики, пакистан алий әдлийә даирилириниң униң тутуш буйруқи чиқарғанлиқини билдүргән.
Һалбуки, мушәррәпниң баянатчиси фавад чаудури тутуш буйриқиниң қануний қиммити йоқлуқини һәмдә бу тутуш буйруқиға қарши һәрикәт қилидиғанлиқини билдүрди.
Бутту 2007 - йили пакистанда сайлам паалийити елип бериватқанда қәстләп өлтүрүлгән. Әйни чағда мушәррәп буттүни пакистан талибанлири өлтүргәнликини илгири сүргән иди. Мушәррәп 2008 - йили вәзиписидин истепа беришкә мәҗбурланғандин буян лондон вә дубәй қатарлиқ шәһәрләрдә яшап кәлмәктә.